фирансийә һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди
2018-йиллиқ дунйа лоңқисиниң йерим һәл қилғуч мусабиқисидә, фирансийә командиси белгийә командисни 0 гә қарши 1 нәтиҗә билән мәғлуб қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: русийәдә өткүзүлгән дунйа лоңқисиниң йерим һәл қилғучта, фирансийә билән белгийә командилири мусабиқигә чүшти. биринчи мәйдан мусабиқә 0-0 ахирлашти. мусабиқә башлинип 51-минутқа кәлгәндә фирансийә командисиниң маһири самуел умтити бир калла топ билән нәтиҗини 1 гә чиқарди. шуниң билән, фирансийә һәл қилғучқа қатнишидиған тунҗи команда болуп қалди.
үчинчи қетим дунйа лоңқиси һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүргән фирансийә командисиниң ахирқи рәқиби, киродийә-әнглийә мусабиқисидә ениқ болиду. белгийә командиси үчинчиликни талишиш мусабиқисигә қалди.
киродийә билән әнглийә командисиниң һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрүш мусабиқиси бүгүн (11-ийул) өткүзүлиду.