әрдоған нато йиғинида нурғун рәһбәрләр билән айрим көрүшиду
дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлүватқан нато алий рәһбәрләр йиғининиң 2 күнидики пирограммиси зич орунлаштурулди.

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирйусселда дәсләптә нато дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң 3-йиғиниға иштирак қилду вә арқидин италийә баш миинстири җузәппе конте билән көрүшиду.
рәҗәп таййип әрдоған афғанистан йиғиниғиму иштирак қилиду.
у фирансийә пирезиденти макрон, украина пирезиденти петро порошенко, булғарийә пирезиденти радев, афғанистан пирезиденти әшрәф ғени, гиретсийә баш министири чипрас билән көрүшиду.
у нато алий рәһбәрләр йиғини ахирлашқандин кейин, кәч саәтләрдә түркийәгә қайтиду.